боснийә-гертсеговинада мәктәпләргә бомба орунлаштурулғанлиқи һәққидики учур һәммини чөчүтти

боснийә-гертсеговинаниң пайтәхти сарайеводики нурғун мәктәпләрдә бомба тәһдити барлиқи һәққидә учурлар кәлгәнкдин кейин уқу – оқутуш вақитлиқ тохтитилғанлиқи елан қилинди.

1832279
боснийә-гертсеговинада мәктәпләргә бомба орунлаштурулғанлиқи һәққидики учур һәммини чөчүтти

түркийә авази радийоси хәвири: сарайево кантон ички ишлар министирлиқиниң байанатчиси мирза хадзиабдич, «әтигәндә сарайеводики нурғун мәктәпләрниң бомба тәһдити астида икәнликигә даир учурларни  тапшурувалдуқ. сақчи даирилири мәктәпләрдә зөрүр болған тәдбирләрни йолға қойди. електронлуқ хәт арқилиқ мәктәпләргә бомба тәһдити һәққидә учур әвәтилгәндин кейин, сарайеводики барлиқ мәктәпләрдә оқу оқутуш тохтитилди» деди.

мирза хадзиабдич сарайево кантон тәптиш мәһкимисигә әһвалдин хәвәр берилгәнликини вә тәпсилатларға алақидар байанатларниң тәкшүрүштин кейин елан қилинидиғанлиқини әскәртти.

әтигәндә кәлгән учурдин кейин барлиқ ата-аниларғуму мәлумат йолланди, мәктәпкә барған оқуғучилар өйлиригә қайтурувеитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر