голландийә: мурәссәчилик мәсилисидә әрдоғанниң алаһидә роли бар

голландийә баш министири марк рутте җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә билән украина оттурисидики мурәссәчилик мәсилисидә алаһидә ролиниң барлиқини ейтти.

1816783
голландийә: мурәссәчилик мәсилисидә әрдоғанниң алаһидә роли бар

 түркийә авази радийоси хәвири: рутте, түнүгүн министирлар кеңишидин кейин өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, мундақ деди: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң москва билән кийев оттурисидики мурәссәчилик мәсилисидә алаһидә роли бар. дәрвәқә, әрдоған буни ишқа ашуралиған ғәрб әллири рәһбәрлиридин сиртқи иттипақдашлиримиздин биридур. башқилири исраилийәдин нафтали беннет билән һиндистандин нарендра модидур. бу һәқтә түркийәни алаһидә дөләткә айландурған амил болса, түркийәниң башқа әлләрниң дәл әксичә русийәниң таҗавузчилиқини һәқиқий рәвиштә әйиблийәлишидур.»

у, түнүгүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән телефонда көрүшкәндин кейин, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «телефон сөһбитидә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән украинадики өзгиришләр вә түркийәниң русийә билән украина оттурисидики мурәссәчилик мәсилисидә тутуватқан кәскин позитсийәси һәққидә музакирә елип бардуқ. дәрвәқә, голландийәниң украинани техиму қойуқ шәкилдә қоллиши үчүн һәмраһлиримиз вә иттипақдашлиримиз билән изчил дийалог орнитиватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر