украина русийә армийәсиниң талапәтлиригә даир йеңи санлиқ мәлуматларни елан қилди

украинаға һуҗум қилған русийә армийәсиниң 12 миңдин артуқ әскириниң талапәткә учриғанлиқи билдүрүлди.

1791622
украина русийә армийәсиниң талапәтлиригә даир йеңи санлиқ мәлуматларни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийәси баш қоманданлиқ иштаби,  24 - февралдин 7 - мартқичә болған җәрйандики русийә армийәсиниң талапәтлиригә алақидар санлиқ мәлуматларни җамаәтчилик билән ортақлашти.

байанатқа асасланғанда, украинаға һуҗум қилған русийә армийәсиниң 12 миңдин артуқ әскири қаза қилған. ишғал җәрйанида йәнә, русийә армийәсиниң 48 айропилани, 80 тик учари, 303 танкиси, 1036 бироневик аптомобили, 120 зәмбирики, 56 ракета қойуп бериш системиси, 27 һава мудапиә системиси, 474 машиниси, 3 йеник типлиқ катери, 60 йеқилғу толуқлаш машиниси вә 7 учқучисиз һава аппаратидин айрилип қалған.

русийә армийәси 24-феврал украинаға бесип кирип, ишғал һәрикити башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر