америкада икки  йәһудий гуруппа бир- биригә қарши намайиш өткүзди

американиң нийу йорк шәһиридә правславийә йәһудийлири билән исраилийәни қоллайдиған икки гуруппа бир- биригә қарши намайиш өткүзди.

1756035
америкада икки  йәһудий гуруппа бир- биригә қарши намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: бруклинға йиғилған правславийә йәһудийлири исраилийәниң пәләстингә вә исраилийә армийәисигә қаратқан сийасәтлирини тәнқид қилип шоарлар товлиди.

правславийә йәһудийлириға бир түркүм пәләстинлик намайишчиларму қошулди вә пәләстингә һәмкарлишиш чақириқида болди.

правславийә йәһудийлири исраилийәниң һазирқи сийасәтлирини вә зионизмниң йәһудийларға өчмәнликни күчәйтиватқанлиқини билдүрди.

исраилийәни қоллайдиған намайишчилар болса, исраилийә армийәсини қоллап шоарлар товлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر