исираилийәниң 40 ширкити тор һуҗумиға учриди

исираилийәдә компийутер йумталлири йасайдиған бир ширкәт херидариниң 40 ширкәткә тор һуҗуми қилғанлиқи билдүрүлди.

1544958
исираилийәниң 40 ширкити тор һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийәдә чиқидиған «валла нийус гезити» (Walla News) ниң интернет бетидә елан қилинған хәвиридә билдүрүлишичә, компийутер йумтал йасайдиған амитал (Amital) ширкити билән һәмкарлашқан 40 ширкәткә тор һуҗуми  қилинған.

тор технологийәлири саһәсидә нам-шәрипини ашкарилашни халимиған бир әмәлдарниң байанатида, тор һуҗуминиң пәрдә арқисида бир дөләт йаки дүшмән амиллириниң бар болуш мумкинлики қәйт қилинди.

хәвәрдә, амитал ширкитиниң таможниларда хизмәт сунидиған ширкәтләргә йумтал сатидиғанлиқи, шуңа тор һуҗуми сәвәблик исираилийәгә келидиған почтиларниң таможна рәсмийәтлиридә кечикишниң йүз бериш еһтималиниң барлиқи әскәртилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر