вашингтон почтиси гезити сәуди әрәбистанни тәнқид қилди

америка вашингтон почтиси гезити, « G-20гуруһи дөләтлири сәуди әрәбистан һакимийитиниң қәтлиам вә қийин-қистақлирини көрмәскә селиватиду» дәп тәнқид қилған мақалә елан қилди.

1530463
вашингтон почтиси гезити сәуди әрәбистанни тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка вашингтон почтиси гезити сәуди әрәбистанни тәнқид қилған башмақалә елан қилди.

башмақалидә, сәуди әрәбистан һакимийитиниң өктичиләрни шиддәтлик бастурғанлиқидин вә йеқинқи икки йилдин буйан йәмәндики қәтлиамлар сәвәбидин хүнүкләшкән образини йахшилаш үчүн милйонларчә доллар сәрп қилғанлиқи қәйт қилинди.

вәлиәһди шаһзадә муһәммәд бин сәлманни «падишаһлиқниң һәқиқи рәһбири» дәп әскәртилгән мақалидә, бу һәптә ахири сәуди әрәбистан пайтәхти рийадта ечилидиған G-20 гуруһи йиғинида,  бин сәлманниң образини йахшилаш тиришчанлиқлириниң йуқири пәллигә чиқидиғанлиқи билдүрүлди.

2018-йили өктәбирдә сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулханисида өлтүрүлгән журналист җәмал қашиқчини өз ичигә алған нурғун өктичиләрни һәр хил усулда бастурғанлиқи тилға елинған мақалидә: « G-20 гуруһи дөләтлири, болупму демократик дөләт рәһбәрлири бу өктәмлик давамлишиватқан әһвалда сәуди әрәбистанниң G-20 ниң рәиси болуши йаки саһибханлиқ қилишиға рухсәт қилинмаслиқи керәк иди» дейилди.

G-20 иқтисадий тәрәққий қилған дөләтләр арисидин орун алған 19 дөләт вә йавропа иттипақи комитетидин тәшкил тапиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر