италийә: түркийә билән дийалог орнитишқа еһтийаҗ бар

италийә баш министири җусеппе конте түркийә билән дийалог орнитишқа еһтийаҗ барлиқини ейтти.

1510842
италийә: түркийә билән дийалог орнитишқа еһтийаҗ бар

түркийә авази радийоси хәвири: «шималий атлантик әһди тәшкилатиниң меңиси өлди» дегән қарашқа қошулмайдиғанлиқини билдүргән конте, белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған йавропа иттипақи башлиқлар йиғинидин қайтишида, италийәниң гео истиратегийәлик журнили «лимес» тәрипидин кенова шәһиридә өткүзүлгән илмий муһакимә йиғиниға қатнашти, һәмдә баш директор лукийо каракколониң күнтәртипкә алақидар соаллириға җаваб бәргәндә, түркийәниң районидики истиратегийәлик ролиниң муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийә пәқәт ақдеңиздила әмәс, оттура шәрқтиму, ливийәдиму, сүрийәдиму вә башқа көплигән җайлардиму муһим рол ойнимақта. енергийә, тәртипсиз көчмәнлик, бихәтәрлик мәсилилиридиму  түрткилик рол ойнимақта. дәрвәқә, түркийә билән сөһбәт өткүзүшкә, дийалог орнитишқа, иҗабий күнтәртип шәкилләндүрүшкә еһтийаҗ бар. йавропа иттипақи билән түркийә оттурисида буниң ишқа ашурулуши үчүн хизмәт ишләш лазим. қәтий позитсийә тутуш мумкин, әмма иҗабий күнтәртип бойичә һәрикәт қилиниши керәк.»

у, фирансийә пирезиденти еммануел макронниң, алдинқи йили нойабирда қилған «шималий атлантик әһди тәшкилатиниң меңиси өлди» дегән сөзлиригә қошулуп қошулмайдиғанлиқиға алақидар соалға җаваб берип мундақ деди: «бу һәқтә охшимиған көз қарашлиримиз бар. мән <шималий атлантик әһди тәшкилатиниң меңиси өлди> дегән қарашқа қошулмаймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر