сәуди әрәбистанда йуқири дәриҗилик әмәлдарларни тутқун қилиш долқини башланди

сәуди әрәбистанда асаслиқи әдлийә, армийә вә сақчи қатарлиқ дөләт органлириниң әмәлдарлири болған 298 киши «чирикликкә қарши туруш һәрикити» баһаниси билән назарәткә елинди.

1379344
сәуди әрәбистанда йуқири дәриҗилик әмәлдарларни тутқун қилиш долқини башланди

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистан хан җәмәтиниң күчини мустәһкәмләш үчүн җәмәттики йуқири дәриҗилик әмәлдарларни тутқун қилиш вә қолға елиш билән күн тәртипигә кәлгән сәуди әрәбистанниң тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман, өзи бивастә башқуриватқан дөләтлик чирикликкә қарши туруш комитети «назаһа» арқилиқ йеңи тутқун қилиш долқуни қозғиди.

«назаһа» ниң иҗтимаий таратқудики рәсмий һесабатидин елан қилинған йазма байанатта, бу қетим 219 и һөкүмәт хадимлири болуп,  җәмий 299 кишиниң охшаш болмиған тәкшүрүшләр даирисидә «чириклик, аммиви мал-мүлүкни өзиниң қиливилиш вә мәнсипини қанунға хилап ишлитиш» җинайити билән қолға елинғанлиқи уқтурулди.

байанатта, қолға елинғанлар ичидә дөләт мудапиә министирлиқидин 8, ички ишлар министирлиқидин 29, сәһийә министирлиқидин 21 кишидин башқа 2 сотчиниңму барлиқи билдүрүлди.

байанатта, сәһийә министирлиқи қармиқида ишләйдиған бу кишиләрниң «һөддигәрликкә беришни суйиистемал қилиш вә һәқсиз нәп ундуруш» шундақла «икки сотчиға пар бериш» җинайити билән әйибләнгәнлики, ички ишлар министирлиқидин қолға елинғанларниң ичидә бир генерал, бир майор генерал вә бир қисим полковниклар ниңму барлиқи әскәртилди. бирақ қолға елинғанларниң исми тоғрисида һечқандақ учур берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر