испанийәдә каталонлар мустәқиллиқ тәләп қилғучиларға қарши намайиш өткүзди

испанийәниң шәрқидики каталонийә аптоном районида, мустәқиллиқ тәләп қилғучиларға қарши чиққучи аммивий тәшкилатлар вә сийасий партийә әзалири намайиш өткүзди.

1296209
испанийәдә каталонлар мустәқиллиқ тәләп қилғучиларға қарши намайиш өткүзди
barselona gosteri1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: «каталонийә хәлқ тәшкилати» намлиқ бир тәшкилатниң чақириға бинаән барселона шәһиридә өткүзүлгән намайишни һакимийәт бешидики сотсийалистик ишчилар партийәси билән өктичиләр арисидики оңчил еқимға тәвә сийасий партийәләрму қоллап қуввәтлиди.

испанийә байрақлирини көтүрүшүп йүрүш қилған тәхминән 80 миңға йеқин намайишчи католонийәдә йеқинқи йиллардин буйан барғанчә күчийиватқан мустәқиллиқ тәләп қилғучиларға қарши «әмди болди йетәр!» дегән шоарларни товлишип, мустәқиллиқ тәрәбдари партийәләрни бирликтә йашаш үчүн маслишишчан болушқа чақириқ қилиди.

испанийә ташқи ишлар министири җосеп боррел каталонийәдә йеқинқи икки һәптидә йүз бәргән вәқәләрдә, тәхминән 200 сақчиниң йаридар болғанлиқини әскәртип, аманлиқни сақлаш хадимлириға көрсәткән пидакарлиқи үчүн рәхмәт ейтти.

барселонада айрилишни халайдиған мустәқиллиқ тәрәбдари радикал гуруппиларниң шәнбә күни кәчтә рухсәтсиз өткүзгән намайишлири вә сақчиларниң мудахилисидин кейин йүз бәргән вәқәләрдә, 44 киши йаридар болған вә 7 киши назарәткә елинған иди.

барселонада шәнбә күни өткүзүлгән мустәқиллиқни тәләп қилғучи гуруппиларниң рухсәтсиз намайишиға болса, 350 миңдин көпрәк киши қатнашқан иди.

мустәқиллиқ тәләп қилғучи намайишчилар назарәттә тутуп туриливатқан каталонийәлик сийасиий шәхсләрниң қойуп берилишини вә өз кәлгүсини өзлири бәлгиләш һәқ һоқуқииң етирап қилиниши керәкликини тәләп қилған иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر