испанийә сақчилири каталонийәдә тоққуз мустәқиллиқ тәрәпдарини тутти

испанийәниң шәрқидики каталонийә аптоном районида зораванлиқ тәрәпдари бөлгүнчи бир гуруппиға қарши башланған һәрикәттә тоққуз киши тутулди.

1274706
испанийә сақчилири каталонийәдә тоққуз мустәқиллиқ тәрәпдарини тутти

түркийә авази радийоси хәвири: испанийә қораллиқ сақчи қисимлири каталонийәдә зораванлиқ түсини алған намайиш қилған бөлгүнчи «җумһурийәт қоғдиниш комитети» (CDR) намлиқ тәшкилатқа қарши кәң көләмлик һәрикәт башлиди. террорлуқ җинайәтлиригә мәсул дөләт сот мәһкимиси сотчисиниң йолйоруқи билән башланған һәрикәттә, тоққуз киши тутулди.

испанийә таратқулириниң қораллиқ сақчи қисим мәнбәлирини асас қилип бәргән хәвәрлиридә билдүрүлишичә, җумһурийәт қоғдиниш комитетиға әза тоққуз киши каталонийәдә зораванлиқ түсини алған намайишларни өткүзүш тәййарлиқини қиливатқанда тутулған. барселонани мәркәз қилип башланған һәрикәт даирисидә, 10 җайда тинитиш елип берилған болуп, партлатқуч йасашта ишлитилидиған нурғун материйаллар қолға чүшүрүлгән.

җумһурийәт қоғдиниш комитетиға қарши тәхминән бир йилдин буйан давамлишиватқан тәкшүрүшләр даирисидә тутулған тоққуз кишиниң, мушу һәптә ичидә пайтәхт мадридтики дөләт сотида сотлинидиғанлиқи илгири сүрүлди.

испанийә асасий қанун мәһкимиси тәрипидин қанунсиз дәп елан қилинған болушиға қаримай, 2017-йили 1-өктәбирдә каталонийәдә өткүзүлгән мустәқиллиқ реферандумиға четилип алий сотта сотланған вә һазирму тутуп турулуватқан тоққуз каталонийәлик сийасәтчини өз ичигә алған җәмий 12 каталонийә сийасәтчиси һәққидики һөкүм, 2019-йили өктәбирдә елан қилиниду.

испанийә таратқулиридики хәвәрләрдә көрситилишичә, каталонийә мустәқиллиқ тәрәпдарлири қамаққа һөкүм қилиниши пәрәз қилиниватқан каталонийә сийасәтчилири һәққидә сот һөкми елан қилинғандин кейин, кәң көләмлик намайишларға тәййарлиқ қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر