трамп билән мей көрүшти

доналд трамп билән тереса мей муһим мәсилиләр үстидә музакирә өткүзди.

1231475
трамп билән мей көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп билән әнглийә баш вәзири тереса мей телефонда көрүшти.

ақсарай тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, көрүшүштә америка билән әнглийәниң ортақ дөләт хәвпсизлик вә мәнпәәтлиригә мунасивәтлик мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

бәшшар әсәд һакимийитигә ембарго қойуш, иранниң йадро қораллириға еришишигә тосалғу болуш вә шималий корейәни йадро қораллиридин тазилашқа охшаш мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқи билдүрүлгән байанатта, америка билән хитай оттурисида давамлишиватқан сода музакирилириниңму тилға елинғанлиқи байан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر