истанбулдин мексикиға биваситә һава қатниши ишқа ашурулиду

мексика дипломатийә министири маркело ебрард касаубон авғуст ейидин башлап истанбулдин мексикиға биваситә һава қатнишиниң ишқа ашурулидиғанлиқини ейтти.

1205808
истанбулдин мексикиға биваситә һава қатниши ишқа ашурулиду

түркийә авази радийоси хәвири: маркело ебрард касаубон  аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән елип барған сөһбитимиздә, икки дөләт мунасивәтлирини йәниму чоңқурлаштуруш һәққидә өзара пикир алмаштурдуқ. бу сөһбәтниң нәтиҗиси сүпитидә авғуст ейидин башлап истанбулдин мексикиға биваситә һава қатниши ишқа ашурулиду.»

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу рәсмий зийарәт үчүн йетип барған мексикиниң пайтәхти мексикида, мексика дипломатийә министири  маркело ебрард касаубон билән көрүшкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر