америка әсәд қисимлириниң пуқраларға химийәлик қорал ишләткәнликини билдүрди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар минситирлиқи, бәшшар әсәд һакимийитиниң пуқраларға химийәлик қорал ишләткәнликини билдүрди.

1205642
америка әсәд қисимлириниң пуқраларға химийәлик қорал ишләткәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар минситирлиқи, бәшшар әсәд һакимийитиниң сүрийәниң ғәрбий шималида химийәлик қораллар ишләткәнликини ениқлап чиққанлиқини билдүрди.

ташқи ишлар минситирлиқи байанатчиси морган ортагус сүрийә тоғрулуқ байанат елан қилди.

байанатта мундақ дейилди: «америка һөкүмити бәшшар әсәд һакимийитиниң сүрийәниң ғәрбий шималида елип барған һуҗумлирини йеқиндин көзәтмәктә.»

ортагус байанатида мунуларни байан қилди: «әпсус 2019-йили 19-майда сүрийәниң ғәрбий шималида хилор газиниң ишлитилгәнликини ениқлап чиқтуқ. биз һазир бу вәқә тоғрулуқ дәлил йиғиватимиз, әгәр бәшшар әсәд һакимийитиниң химийәлик қорал ишләткәнлики дәлилләнсә биз вә иттипақдашлиримиз дәрһал чарә қоллиниду.»

әсәд һакимийитиниң мушу айниң 19-күнидә идлиб райониға һуҗум қозғап нурғун кишиниң һайатини хәвпкә иттиргәнликини ейтқан ортагус, әсәд қисимлириниң сүрийәниң башқа җайлирики тоқунушлардин идлибкә қечип кәлгән мусапирларни һуҗум нишани қилғанлиқини билдүрди.

байанатчи морган ортагус йәнә мунуларни байан қилди: «әсәд һакимийити сүрийәниң ғәрбий шималидики районларға һуҗум қилиштин ваз кечиши керәк, пирезидентимиз 2018-йили сентәбирдә әсәд һакимийитини агаһландурғаниди, бу қетим йәнә агаһландурди, идлибтки тоқунушларни пәсәйтиш районлири һуҗумға учриса вәзийәт техиму қалаймиқанлишип кетиду, русийә даирилири ақ баретлиқлар вә башқа күчләрниң русийә вә әсәд һакимийитигә қарши тәтүр тәшвиқат елип бериватқанлиқини илгири сүрмәктә, русийә  өзи вә әсәд қисимлириниң химийәлик қораллар һуҗуми елип барғанлиқини йошуруш үчүн мушундақ йалғанларни тоқумақта.»

әсәд һакимийитиниң 2018-йили 24-нойабирда сүрийә өктичилирини әйибләш үчүн һәләбкә йеқин җайда химийәлик һуҗум садир қилғанлиқини қәстән ойдуруп чиқарғанлиқини ейтқан ортагус: русийә билән әсәд һөкүмити пат-пат өзлириниң вәһшийәләрчә садир қилған химийәлик қораллар һуҗумлирини йоллуқ көрситиш үчүн мушундақ йалған хәвәрләрни тарқитип кәлмәктә, деди.

морган ортагус йәнә мундақ деди: «һәқиқәтләр һәммигә айан, б д т му сүрийәдә садир болған химийәлик қораллар һуҗуминиң һәммисини әсәд һакимийитиниң елип барғанлиқи хуласисигә кәлди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر