афғанстанда даешқа қарши һәрбий һәрикәт елип берилди

афғанистанниң кунар вилайитидә террорлуқ тәшкилати даешниң 7 әзаси өлтүрүлди.

1206229
афғанстанда даешқа қарши һәрбий һәрикәт елип берилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан ички ишлар министирлиқи байанатчиси насрат раһими, ахбаратчиларға бәргән байанатида, кунар вилайитиниң нургул наһийәсидә террорлуқ тәшкилати даешқа қарши һәрбий һәрикәт елип берилғанлиқини билдүрди. 

насрат раһими һәрбий һәрикәт җәрйанида даешниң аталмиш бир қомандани билән қошулуп, җәмий 7 террорчиниң өлтүрүлгәнликини билдүрди һәмдә даешқа тәвә қорал йарақ вә оқ дориларниңму қолға чүшүрүлгәнликни ейтти.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر