иран б д т ни район характерлик дипломатик дийалогқа башламчилиқ қилишқа чақирди

иранниң б д т да турушлуқ даимий вәкаләтханиси, гутеррес вә б д т хәвпсизлик кеңишигә мәктуп йоллап, теһран даирилириниң б д т ни райондики өзгиришләргә «пәрвасиз» қаримаслиққа чақирди.

1205416
иран б д т ни район характерлик дипломатик дийалогқа башламчилиқ қилишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: иран, америка қошма иштатлири билән арисидики сүркилишниң улғийип кетишидин кейин, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонио гутеррестин, парс қолтуқидики «җиддий» сүркилишни пәсәйтиш үчүн «район характерлик дипломатик дийалог» өткүзүлүшигә башламчилиқ қилишини тәләп қилди.

иранниң б д т да турушлуқ даимий вәкаләтханиси, гутеррес вә б д т  хәвпсизлик кеңишигә мәктуп йоллап, теһран даирилириниң б д т ни райондики өзгиришләргә «пәрвасиз» қаримаслиққа чақирди.

иранниң б д т да турушлуқ даимий вәкили  тәхт раванчи, «район сиртидики бәзи тәрәпләр» ни иғвагәр сийасәтләр арқилиқ оттура шәрқни муқимсизлаштуруш билән әйибләп, «иран, һечқачан урушни таллимайду, бирақ урушқа мәҗбурланса, өзини адаққичә қоғдайду» деди.

бирәр киризис йүз бәргән тәқдирдә, мәсилиниң райондин һалқип хәлқараниң тинчлиқ вә бихәтәрликигә хәвп йәткүзидиғанлиқини ейтип агаһландурған раванчи, б д т баш катипи антонио гутеррестин парс қолтуқидики «җиддий» сүркилишни пәсәйтиш үчүн «район характерлик дипломатик дийалог» өткүзүлүшигә башламчилиқ қилишини тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر