йеңи зеландийәниң бир айродорумида 2 гуманлиқ қута байқалди

йәрлик алақидар мәсуллар сақчиларниң тәдбир орнида бинани бихәтәрлик чәмбири ичигә алғанлиқини вә бомба пачақлаш әтритиниң районға йолланғанлиқини билдүрди.

1165070
йеңи зеландийәниң бир айродорумида 2 гуманлиқ қута байқалди

 

түркийә авази радийоси хәвири: йеңи зеландийәдә 2 җамәгә қилинған террорлуқ һуҗумидин кейин бихәтәрлик тәдбирлири йуқири сәвийәгә чиқирилди. бу әснада 2 гуманлиқ қута байқалди.

йеңи зеландийәдә чиқидиған «Otago Daily Times» гезитиниң хәвиридә, йеңи зеландийәниң җәнубидики дунедин шәһиридә айродорумниң қошумчә бинасида гуманлиқ қута байқалғанлиқи сәвәбидин айропилан учушлириниң әмәлдин қалдурулғанлиқи билдүрүлди.

йәрлик бир алақидар мәсул гезитқа бәргән байанатида, сақчиларниң тәдбир орнида бинани бихәтәрлик чәмбири ичигә алғанлиқини вә бомба пачақлаш әтритиниң районға йолланғанлиқини билдүрди.

йеңи зеландийәниң киристчорч шәһиридә җүмә намизи әснасида 10 минутлуқ пәрқ билән 2 җамәгә қилинған террорлуқ һуҗумлирида 50 киши һайатидин айрилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر