йеңи зеландийәдики террорлуқ һуҗумини қоллиған бир әнглийәлик назарәткә елинди

йеңи зеландийәниң киристчорч шәһиридә 2 җамәгә қилинған вә 50 кишиниң җениға замин болған террорлуқ һуҗумини қоллиған әнглийәлик назарәткә елинди.

1164903
йеңи зеландийәдики террорлуқ һуҗумини қоллиған бир әнглийәлик назарәткә елинди

 

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә сақчи ирадиси тәрипидин елан қилинған байанатта, йеңи зеландийәдики исламға дүшмәнлик қилиш характерлиқ террорлуқ һуҗумини иҗтимаий таратқу һесаблирида қоллиған 24 йашлиқ бир әрниң назарәткә елинғанлиқи билдүрүлди.

2016йили әнглийәниң асаслиқ өктичилири ичидики ишчилар партийәси парламент әзаси җо кокс радикал оңчи бир қораллиқ һуҗумчи тәрипидин өлтүрүлгәндин кейин, сақчилар бу хил һәрикәтләргә қарши позитсийәсини қаттиқ һалға кәлтүргән иди. 

әнглийәдә 2017йилида радикал оңчи даррен осборн лондонниң шималидики файнсбурий бағчисидики җамәниң алдида җамаәтни аптомобил билән басқан вә вәқәдә 53 йашлиқ макрам әли һайатидин айрилған иди.

файнсбурий бағчисидики һуҗумни қилғучиниң исми йеңи зеландийәдики террорлуқ һуҗумчиси брентон таррант тәрипидин елан қилинған нәпрәтлик хитабнамисида, илһам мәнбәси сүпитидә көрситилгән иди.

әнглийә «хәлқ һәрикити» намлиқ нео натсист тәшкилатини террорлуқ тизимликигә киргүзгән вә уларға қарши елип берилған һәрикәтләрдә уларға әза бәзи рәсмий вәзипилик әскәрләрму назарәткә елинған иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر