австралийәлик алий палата әзасиниң ислам вә мусулманларға зит сөзлири наразилиқ пәйда қилди

австралийәлик алий палата әзаси ашқун милләтчи фрасер анниң ислам вә мусулманларға зит сөзләрни қилди.

1164589
австралийәлик алий палата әзасиниң ислам вә мусулманларға зит сөзлири наразилиқ пәйда қилди

түркийә авази радийоси хәвири: австралийәлик алий палата әзаси ашқун милләтчи фрасер анниң, йеңи зеландийәниң чристчерч шәһиридики 2 җамәгә қилинған һуҗумдин кеин байанат елан қилди.

фрасер анниң "зораванлиқниң һәр қандиқиға қарши икәнлики алаһидә тәкитләнгән"байанатида мунуларни байан қилди: "йеңи зеландийә кочилирида бүгүн қан төкүлүшниң әсли сәвәби, ашқун мусулманларниң йеңи зеландийәгә көчүп келишигә рухсәт қилған көчмәнләр сийаситидур."

анниң байанатида мусулман вә исламға қарши җүмлиләрни ишләтти.

алий палата әзаси анниңниң  бу ашқун сөзлири наразилиқ кәлтүрүп чиқарди.

австралийә баш министири скот моррисон, твиттер адресида палата әзаси анниңни әйибләп учур йазди.

баш министир моррисон учурида мунуларни деди: "алий палата әзаси фрасер анниңниң йеңи зеландийәдә рәһимсиз, ашқун бир террорчиниң вәһшийанә һуҗуминиң мәсулийитини көчмәнләр сийаситигә дөңгәп қойуши толиму бимәниликтур. бундақ қарашларға һелиғу австралийә парламентида икән австралийә земинидиму қәтий орун йоқ."

австралийә баш министири йеңи зеландийәниңму австралийәгә охшаш барлиқ етиқад шәкиллиригә, күлтүрләргә вә түрлүк инсан ирқиға саһибханлиқ қиливатқанлиқини әскәртип: мәмликәтлиримиздә бундақ ашқун вә вәһший терролуқ вәқәсини озуқландуридиған нәпрәт вә дүшмәнликкә орун йоқ, бундақ қилмишқа қәтий қаришимиз, деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر