дунйа лидерлири йеңи зеландийәдики террорлуқ һуҗумини әйиблиди

дунйа лидерлири йеңи зеландийәдики икки җамәгә қилинған террорлуқ һуҗумини әйибләп байанат елан қилди.

1164577
дунйа лидерлири йеңи зеландийәдики террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: йеңи зеландийәниң чристчерч шәһирики икки җамәгә җүмә намизи әснасида қилинған террорлуқ һуҗумиға пүткүл дунйадин наразилиқлар кәлмәктә.

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, һуҗумларда 49 кишиниң өлүп кетиши сәвәбидин йеңи зеландийә баш министири җакинда ардернға тәзийә телеграммиси әвәтти.

илһам әлийев, әзәрбәйҗан пирезидентлиқ идарисиниң рәсмий тор бетидә елан қилинған тәзийәнамисидә, җамәләргә қилинған һуҗумларда нурғун адәмниң өлүп кетиши вә йарилинишидин көңлиниң қаттиқ йерим болғанлиқини билдүрди.

йеңи зеландийә баш министири җакинда ардезн вә йеңи зеландийә хәлқигә әзәрбәйҗан хәлқигә вакалитән тәзийә билдүргән илһам әлийев тәзийәнамисидә мунуларни байан қилди: "бу вәһшийанә террорлуқ һуҗумидин қаттиқ ғәзәбләндуқ, хәлқара җәмийәтниң һәр қандақ террорлуқ һуҗумлириға қарши елип бериватқан хизмәтлирини йеқиндин қоллаймиз."

афғанистан пирезиденти әшрәф ғәни йеңи зеландийәдики террорлуқ һуҗумлирини "вәһшийлик"дәп тәриплиди.

ғәни байанат берип, террорчиларниң пүткүл инсанийәтниң дүшмини икәнликини вә уларға қарши уруш қилиниши лазимлиқини әскәртти.

қазақистан пирезиденти нурсултан нәзәрбайевму һуҗум тоғрулуқ тохтилип мундақ деди: "дунйа тинчлиқи вә бихәтәрликигә қарши болған терроризм вә ашқунлуққа қаришимиз. террорлуқ һуҗумида нурғун кишиниң өлүп кетишидин толиму қайғурдуқ."

қазақистан пирезидентлиқ идариси учур-алақә ишханисиниң билдүрүшичә, пирезидент нурсултан нәзәрбәйев, йеңи зеландийә дөләт рәиси патсий рәддийгә тәзийә билдүргән.

йапонийә баш вәзири шинзо абему йеңи зеландийәдики террорлуқ һуҗумини әйиблиди.

шинзо абе, иҗтимаий таратқудики адресида учур йезип, сәвәби қандақ болуштин қәтийнәзәр террорлуқ қилмишлириниң чоқум әйиблиниши керәкликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر