бир америка айропилани җәнубий хитай деңизида учуш синиқи елип барди

йадро бомбиси елип маңған « B-52H »типлиқ бир айропиланниң, хитай деңизида учуш синиқи елип барғанлиқи билдүрүлди.

1164764
бир америка айропилани җәнубий хитай деңизида учуш синиқи елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: америка һинд-тинч окйан һәрбий ишлар қоманданлиқи йадро бомбиси елип маңған « B-52H »типлиқ бир айропиланниң, хитай деңизида учуш синиқи елип барғанлиқини уқтурди.

қоманданлиқ тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, америка һава армийәсигә қарашлиқ гуам  арилидики « B-52H  »типлиқ айропиланниң җәнубий хитай деңизида учуш синиқи елип барғанлиқи билдүрүлди.

байанатта мундақ дейилди: «америка айропиланлири иттипақдашлиримизни қоллаш, һинд-тинч окйанда әркин вә һәммигә очуқ  муһит бәрпа қилиш үчүн қәрәллик һалда җәнубий хитай деңизда учуш елип бериватиду.»

өткән һәптиму америкаға тәвә « B-52 »типлиқ бир бомбардиман айропилани йапонийә һава армийәсигә тәвә күрәшчи айропиланлар билән бирликтә, җәнубий хитай деңизида учуш елип барғаниди.

америка һөкүмити, хитай һакимийитиниң нефит записи җәһәттин мол болған парсел вә спартли араллири болуп шәрқий вә җәнубий хитай деңизидики нурғун арал үстидә игилик һоқуқи барлиқини илгири сүрүп келишигә қарши чиқип кәлмәктә.

хитай һөкүмити американиң бу районларда йадро бомбардиман айропиланлири вә уруш парахотлирини ишқа селип һәрикәт қилишиниң «бузғунчилиқ қилмиши»болидиғанлиқини игири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر