қашиқчи җинайити тоғрулуқ 20 киши үстидин хәлқаралиқ тутуш буйруқи чиқирилди

сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқчи җинайити тоғрулуқ 20 гумандар үстидин хәлқаралиқ «қизил рәңлик тутуш буйруқи» чиқирилди.

1164251
қашиқчи җинайити тоғрулуқ 20 киши үстидин хәлқаралиқ тутуш буйруқи чиқирилди

түркийә авази радийоси хәвири: әдлийә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатта, хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилатиниң тәлипигә бинаән, сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқчи җинайити тоғрулуқ 2018 – йили 15 – нойабир күни 18 гумандар, 2018 – йили 21 – декабир күни 2 гумандар болуп, җәмий 20 гумандар үстидин хәлқаралиқ «қизил рәңлик тутуш буйруқи» чиқирилғанлиқи, буниңға асасән, бу 20 гумандарниң дунйаниң һәрқайси җайлирида издәп тутулидиғанлиқи қәйт қилинди.

сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқчи 2018 – йили 2 – өктәбир күни сәуди әрәбистанниң истанбулдики баш консулханисиға киргәндин кейин вәһшийләрчә өлтүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر