иран «һүрмүз боғузи» да һәрбий манивер өткүзиду

иран хәлқаралиқ нефит тиранспортиға нисбәтән« истиратегийәлик әһмийәткә игә түгүн» һесаблинидиған «һүрмүз боғузи» да һәрбий манивер башлинидиғанлиқини уқтурди.

1150118
иран «һүрмүз боғузи» да һәрбий манивер өткүзиду

түркийә авази радийоси хәвири: иран деңиз армийәсиниң қомандани майор генерал һүсәйин ханзадә, дөләтлик телевизийә қанилиға бәргән байанатида, әтә башлинидиған вә «вилайәт 97» намлиқ дәп аталған, 2 милйон кивадрат километирлиқ саһәдә өткүзүлидиған  һәрбий маниверниң уда үч күн давамлишидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һәрбий манивер <һүрмүз боғузи> дин <умман деңизи> вә <һинди окйан> ниң шималиғичә болған җайларда өткүзүлиду. уруш парахотлири, тик учар айропиланлар вә чарлаш айропиланлири қатнаштурулидиған  һәрбий манивер  җәрйанида, тунҗи қетим су асти парахотлиридин башқурулидиған бомба қойуп берилиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر