трампниң әдлийә министири виллиам бар болди

америка қошма иштатлири палатаси пирезидент доналд трампниң виллиам барниң әдлийә министирлиқи намзатлиқиға мунасивәтлик қарарнамисини тәстиқлиди.

1146262
трампниң әдлийә министири виллиам бар болди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп 2018 – йили декабирда әдлийә министирлиқи вәзиписидин истепа бәргән җеф сессионниң орниға виллиам барни намзат көрсәткән вә бу һәқтики қарарнамини палатаға йоллиғаниди. палатадики авазға қойушта қарарнамә 45 кә қарши 54 аваз билән қобул қилинди. шуниң билән, виллиам бар америка қошма иштатлириниң 85 – әдлийә министири болди.

америка қошма иштатлириниң 41 – пирезиденти җорҗ буш дәвридиму әдлийә министирлиқи вәзиписи өтигән виллиам барниң намзатлиқи, демократлар тәрипидин, болупму русийәниң тор һуҗумлири арқилиқ америка пирезидент сайлимиға мудахилә қилғанлиқи дәвалири сәвәбидин башланған вә алаһидә һоқуқлуқ тәптиш әмәлдари роберт муллер башчилиқида давамлишиватқан тәкшүрүшләргә тосалғу болидиғанлиқи илгири сүрүлүп, қобул қилинмиғаниди.

виллиам бар болса, муллерниң башчилиқида давамлишиватқан тәкшүрүшниң тамамлинишиға рухсәт қилидиғанлиқини, трампниң муллерниң ахирқи доклатиға өзгәртиш киргүзишигә рухсәт қилмайдиғанлиқини вә оттуриға чиққуси дәлил – испатларни қанун – бәлгилимиләргә асасән хәлққә ашкарилайдиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر