стокһолмда партлаш йүз бәрди

шиветсийә пайтәхти стокһолмда бир өйдә йүз бәргән партлаш йүз берип, бир кишиниң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

1142517
стокһолмда партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси: «афтонбалдет гезити» ниң бу һәқтә елан қилған хәвиридә көрситилишичә, партлаш ворберг мәһәллисидә йүз бәргән болуп, вәқәдә 20 йашлиқ бир йаш җенидин айрилған.

стокһолм сақчи идариси елан қилған байанатта, түнүгүн (10-феврал) шу йәр вақти 15:00 тә йүз бәргән вәқәдин кейин, бомба бир тәрәп қилиш хадимлириниң партлаш йүз бәргән өйни тәкшүргәнлики қәйт қилинди.

сақчи идарисиниң байанатчиси анна вестберг вәқәниң террорлуқ билән четишлиқи бар йаки йоқлуқи нәзәрдә тутулған һалда һәр тәрәптин тәпсилий тәкшүрүлүватқанлиқини, партлаш йүз бәргән йәр әтрапидики өйләрдә туруватқанларниң тарқақлаштурулғанлиқини билдүрди.

«експрессин гезити» (Expressen) җенидин айрилған кишиниң «адәм бомба» икәнликини вә өзини партлатқанлиқини илгири сүрди.

шиветсийә истихбарат идариси сепо (SEPO), вәқә һәққидә тәкшүрүшлирини башлиғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر