иран миң километирлиқ мусапиға йетип баралайдиған башқурулидиған бомба йасиди

иран инқилабий муапизәтчиләр армийәси қитәләр ара миң километирлиқ мусапиға йетип баралайдиған «дезфул» намлиқ башқурулидиған бомба йасиди.

1141585
иран миң километирлиқ мусапиға йетип баралайдиған башқурулидиған бомба йасиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран инқилабий муһапизәтчиләр армийәсиниң баш қомандани  муһәммәд әли җәфәри, иранниң йәр асти завутида йасалған баллистик башқурулидиған бомбисини тонуштуруш мурасимида қилған сөзидә мундақ деди: «йәр астида башқурулидиған бомба йасайдиған бу завутимизни тонуштурушимиз ғәрб әллириниң давраңлириға тегишлик җавабтур, ғәрб әллири <ембарголар вә тәһдитләр арқилиқ иранға чәклимә қойалаймиз вә теһраннни улуғвар нишанлиридин ваз кәчтүрәләймиз» дәп хам хийал қиливатиду, иранниң дөләт мудапиәси иқтидари һечбир шәкилдә музакиригә очуқ әмәстур, ғәрб әллириниң илгири сүрүватқининиң дәл әксичә, дөләт мудапиәси күчимизни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүздуқ, буниңдин интайин пәхирлинимиз, бизниң қилчә әидишимиз йоқ, иран дөләт мудапиәси саһәсидә өзи меңиватқан йолини адаққичә давамлаштуриду.»

игилинишичә,  «дезфул» намлиқ башқурулидиған бомба миң километирлиқ мусапиға йетип баралайдикән,  «зулпиқар» намлиқ башқурулидиған бомба болса 700 километирлиқ мусапиға йетип баралайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر