трамп венезуелаға һәрбий җәһәттин арилишишниң күнтәртиптә барлиқини билдүрди

америка пирезиденти доналд трамп американиң венезуелаға һәрбий җәһәттин арилишиш еһтималиниң барлиқини билдүрди.

1137947
трамп венезуелаға һәрбий җәһәттин арилишишниң күнтәртиптә барлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп, венезуелаға һәрбий җәһәттин арилишишниң күнтәртиптә барлиқини билдүрди.

доналд трамп америкадики « CBS » телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилип күнтәртиптики мәсилиләр үстидә тохталди.

венезуеланиң нөвәттики вәзийити үстидә тохталған трамп, американиң венезуелаға әскәр әвәтип әвәтмәйдиғанлиқи тоғрулуқ соралған бир соалға мундақ җаваб бәрди: «әлвәттә буму таллаш йоллиридин биридур.»

доналд трамп, венезуела пирезиденти николас мадурониң бир нәччә ай илгири көрүшүшни тәләп қилғанлиқини, бирақ униң тәлипини рәт қилғанлиқини ейтти.

пирезидент доналд трамп шималий корейә билән өткүзүливатқан йадро музакирилиридә зор илгириләш һасил болғанлиқини әскәртип, шималий корейә пирезиденти ким җоңун билән йәнә бир қетим көрүшидиғанлиқини билдүрди.

американиң җәнубий корейәдики әскәрлирини чекиндүрүп чекиндүрмәслик мәсилисиниң һазирғичә кеңәш қилинмиғанлиқини ейтқан доналд трамп, җәнубий корейәдә вәзипә өтәватқан 40 миң америка әскиригә зор чиқим сәрп қилинғанлиқини, у йәрдики америка әскәрлири тоғрулуқ һазирғичә ениқ қарар берилмигәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر