талибан афғанистанниң шималида бир қаравулханиға һуҗум қилди

афғанистанниң шималиға җайлашқан сари пул вилайитиниң сузма қәлә наһийәсидә, талибанниң һәрбий қаравулханиға қилған һуҗумида алтә әскәр җенидин айрилди.

1137101
талибан афғанистанниң шималида бир қаравулханиға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сари пул валий мәһкимисиниң байанатчиси забиһуллаһ амани талибан әзалириниң сузма қәләниң әуркаб районидики һәрбий қаравулханиға һуҗум қилиши нәтиҗисидә, алтә әскәрниң җенидин айрилип, йәттә әскәрниң йариланғанлиқини билдүрди.

байанатчи забиһуллаһ амани йардәмчи қисимниң районға йетип келиши билән, талибан әзалириниң чекингәнликини әскәртти.

афғанистанниң шималидики 209-армийә қоманданлиқ иштаби елан қилған байанатта, мәзкур һуҗумдин кейин чиққан етишишта, тоққуз талибан әзасиниң етип өлтүрүлгәнлики қәйт қилинди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر