венезуела ташқи ишлар министири американи тәнқид қилди

венезуела ташқи ишлар министири җорҗ арреаза өктичи дөләт парламенти башлиқи хуән гуайдони «вақитлиқ пирезидент» дәп тониған вә барлиқ дипломатик мунасивәтләр үзүлгән американи тәнқид қилди.

1132968
венезуела ташқи ишлар министири американи тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: венезуела ташқи ишлар министири җорҗ арреаза твиттерда һәмбәһирлигән учурида: «америка һөкүмитиниң венезуеладики сийасий өзгиришниң арқисида туруп әмәс, бәлки башламчилиқ қилип, йүзигә ниқап тақимастин, йошурушқа керәк йоқ дәп қариғанлиқи диққәт қозғайду. сийасий өзгириш вашингтонда пилан қилинди вә дунйадики <сүний һәмраһ > һөкүмәтләргә вә актийорларға йолйоруқ берип, очуқ-ашкара иҗра қилди» деди.

түнүгүн (24-йанвар) венезуелада өктичиләр вә мадуро һакимийитини қоллайдиғанлар өткүзгән намайишлар, венезуела һәмдә район нуқтисидин ейтқанда, чоң өзгиришләргә сәвәб болған иди.

өктичиләр үстүнлүкни игиләйдиған дөләт парламенти башлиқи хуән гуайдо намайишта өзини венезуеланиң «вақитлиқ пирезиденти» дәп елан қилди. хуән гуайдониң «вақитлиқ пирезидентлиқи» ни, америка, канада, коломбийә, перу, екватор, парагвай, биразилийә, чили, панама, аргентина, костарика вә гиватемала қатарлиқ дөләтләр етирап қилди.

мадуро каракастики пирезидентлиқ сарийиниң балконидин қоллиғучилириға хитаб қилип, америка билән болған барлиқ мунасивәтләрни үзгәнликлирини вә америка дипломатлириниң 72 саәт ичидә венезуеладин чиқип кетиши керәкликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر