һамас рәһбиригә суйқәст қилишқа арилашқан бир җасус назарәткә елинди

һамас рәһбәрлиридин муһәммәд һамданға қилинған суйқәсткә арилашқан вә исраилийә истихбарат тәшкилати «Mossad» үчүн ишләйдиғанлиқи ениқланған бир киши ливанда назарәткә елинди.

1131696
һамас рәһбиригә суйқәст қилишқа арилашқан бир җасус назарәткә елинди

 

түркийә авази радийоси хәвири: ливан армийәси, һамас рәһбиригә суйқәст қилишқа арилашқан вә исраилийәниң истихбарат тәшкилати «Mossad» қа хизмәт қилғанлиқини етирап қилған бир кишиниң назарәткә елинғанлиқини елан қилди.

ливан армийәси тәрипидин түнүгүн елан қилинған байанатта, һамас рәһбиригә суйқәст қилинишиға четишлиқ иккинҗи қетимлиқ тутуш һәрикити икәнлики, һәсән әһмәд бето исимлиқ гумандарниң 2014йилидин буйан исраилийә истихбарат тәшкилати «Mossad» тәрипидин ишлитилгәнлики билдүрүлди. 

байанатта, гумандарниң соуйиқәст үчүн дәсләптә көзитиш вә йәр бәлгиләш хизмити қилғанлиқи, суйиқәсттин кейин исраилийә истихбарат тәшкилати «Mossad» ниң ливанни ташлап чиқип кетиш буйруқи бәргәнлики, һәсән әһмәд бетониңқ тапшуруққа бинаән ливандин чиқип кетип, 3 айдин кейин қайтип кәлгәнлики қәйт қилинди.

гумандарда исраилийә истихбарат тәшкилати «Mossad» тәрипидин берилгәнлики тәхмин қилинған нурғун санда електиронлуқ әслиһәләр чиққанлиқи әскәртилди.

назарәткә елинған кишиниң қайси дөләт пуқраси икәнлики һәққидә мәлумат берилмиди. 

һамас рәһбәрлиридин муһәммәд һамдан алдинқи йили йанварда ливанниң җәнубидики сайда шәһиридә суйиқсәткә учриған иди.

аптомобил бомба арқилиқ елип берилған суйиқәсттә һамас рәһбәрлиридин муһәммәд һамдан йардар болуп, қутулуп қалған иди.

ливан һөкүмити билән һамас суйиқсәтниң арқисида исраилийәниң барлиқини илгири сүргән иди.

һуҗумдин бир қанчә күн кейин ливан даирилири һуҗум қилиш билән әйибләнгән бир кишини назарәткә алғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر