әнглийә баш вәзири иккинчи пиланини елан қилди

әнглийә баш вәзири тиреса мей һөкүмәтниң йавропа иттипақидин келишимсиз чекиништин ваз кечиш тоғрисидики тәләпләр үстидә тохталғанда, буниң йолиниң парламентта бир йавропа иттипақидин чекиниш келишиминиң тәстиқлиниши керәкликини ейтти.

1130516
әнглийә баш вәзири иккинчи пиланини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш вәзири тиреса мей өткән һәптә йавропа иттипақи билән түзүлгән йавропа иттипақидин чекиниш келишими парламентта рәт қилинғандин кейин, «иккинчи пилани» ни елан қилди.

баш вәзир тиреса мей парламентниң төвән палатасида парламент әзалириға хитаб қилғанда, өткән һәптидики авазға қойуштин кейин, һөкүмәтниң йавропа иттипақидин чекиниш қаришиниң өзгириши керәкликиниң оттуриға чиққанлиқини билдүрди.

у авазға қойуштин кейин, парламенттики партийәләрниң мәсуллири вә парламент әзалири билән көрүшкәнликини әскәртти вә бу көрүшүшләрниң интайин йахши өткәнликини билдүрди.

у йавропа иттипақидин келишимсиз чекиниш еһтималини әмәлдин қалдуруш тоғрисидики тәләпләргә җаваб берип: «йавропа иттипақидин келишимсиз чекиништин ваз кечишниң йоли, парламент бир келишимни тәстиқлиши керәк, һөкүмәт буни мәқсәт қилду» деди.

у йавропа иттипақидин келишимсиз чекинишни тосушниң йәнә бир йолиниң, йавропа иттипақидин чекинишни әмәлдин қалдуруш болидиғанлиқини билдүрүп: «бу, реферандумниң нәтиҗисигә қарши чиқиш болиду вә буниң көзитилиши керәк болған йол икәнликигә ишинимән» деди.

у йавропа иттипақидин чекиниш вақтини кечиктүрүшниң мәсилини һәл қилмайдиғанлиқини, пәқәтла кечиктүридиғанлиқини илгири сүрди вә йавропа иттипақиниңму бу йолни қоллаш еһтималиниң интайин аз болғанлиқини қәйт қилди.

баш вәзир тиреса мей йеңи реферандум өткүзүш тәләплири үстидиму тохталди. у мундақ деди:

«вәзипимиз биринчи реферандумниң нәтиҗисини әмәлгә ашуруш. иккинчисиниң қилиниши, бу дөләттә реферандумларни қандақ өткүзгәнликимиз һәққидә чоң мәсилиләрни кәлтүрүп чиқириду. болупму, әнглийәни парчилашқа урунуватқанларниң қолини техиму күчләндүриду. йеңи реферандумниң йавропа иттипақидин чекиниш вақтини кечиктүриду. бу әһвалда, әнглийә май ейида өткүзүлидиған йавропа парламенти сайламлириға қатнишишқа мәҗбур қалиду.»

баш вәзир тиреса мей һөкүмәтниң йавропа иттипақидин чекиниш келишимидики «тәдбир маддиси» киризисини һәл қилиш үчүн «белфаст» (Belfast) келишимини өзгәртидиғанлиқи һәққидә чиққан гәп-сөзләрниң йалған икәнликини билдүрди.

у һөкүмәтниң йавропа иттипақи билән бундин кейинки учришишлирида, шотландийә, галлер вә шималий иреландийә вәкиллири билән техиму көп көрүшүшкә әһмийәт беридиғанлиқини қәйт қилди.

у йавропа иттипақидин келишимсиз чекиниш әмәлгә ашқанда, әнглийәдә йашайдиған йавропа иттипақи пуқралириниң әнглийәдики һәқ-һоқуқлириниң қоғдилидиғанлиқини әскәртип, мәңгүлүк олтурақлишиш рәсмийәтлири үчүн бәлгиләнгән 65 фондстерлиңлиқ һәқниңму әмәлдин қалдурулидиғанлиқини билдүрди.

у бундин кейин парламентта елип берилидиған ишлар һәққидә тохталғанда, парламентқа бир тәклип сунидиғанлиқлирини вә 29-йанвар авазға қойулидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر