шималий иреландийәдә партлаш йүз бәрди

шималий иреландийәниң лондондеррй шәһиридә бир аптомобилда партлаш йүз бәргәндин кейин, сақчиларниң райондикиләрни тарқақлаштурғанлиқи вә башқа бир шүбһилик аптомобилниң пейиға чүшкәнлики билдүрүлди.

1129231
шималий иреландийәдә партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: сақчи даирилири байанат берип, лондондеррй шәһиридә шу җай вақти саәт 20 дин 15 минут өткәндә тохтитип қойулған бир аптомобилда партлаш йүз бәргәнликини, адәм өлүш йаки йарилиниш әһвали көрүлмигән партлаштин кейин райондикиләрниң тарқақлаштурулғанлиқини, бир шүбһилик аптомобилниң пейиға чүшкәнликлирини билдүрди.

шималий иреландийә 1960 – йилларниң ахиридин 1999 – йилидики белфаст келишими түзүлгән чағқичә бөлгүнчи террорниң һуҗум нишаниға айланғаниди.

икки иреландийәни бирләштүрмәкчи болған католик бөлгүнчиләр билән әнглийә билән бирликтә қелишни халайдиған протестанлар тоқунушқан районда, йавропа иттипақидин айрилип чиқиш мәсилиси билән тәң зораванлиқ вәқәлириниң қайтидин баш көтүрүшидин әндишә қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر