трамп америка һәйитиниң давос зийаритини бикар қилди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп шивейтсарийәниң давос шәһиридә чақирилидиған «дунйа иқтисад мунбири» йиғиниға қатнишидиған һәйәтниң зийаритини бикар қилди.

1128589
трамп америка һәйитиниң давос зийаритини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси сараһ сандерс, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, трампниң федерал һөкүмәтниң тақақ болуши сәвәбидин давосқа баридиған америка һәйитиниң зийаритини бикар қилғанлиқини уқтурди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп өткән һәптә аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, давоста чақирилидиған «дунйа иқтисад мунбири» йиғиниға қатнашмайдиғанлиқини тәкитләп мундақ дегәниди: «демократларниң чегра бихәтәрлики вә хәлқимизниң аманлиқиға мунасивәтлик мурәссәләшмәс позитсийә сәвәбидин <дунйа иқтисад мунбири> йиғини үчүн шивейтсарийәниң давос шәһиригә қилидиған сайаһитимни бикар қилимән, <дунйа иқтисад мунбири> йиғининиң мувәппәқийәтлик өтүшигә тиләкдашмән, йиғинға қатнишалмайдиғанлиқим үчүн кәчүрүм сораймән.»

игилинишичә, «дунйа иқтисад мунбири» йиғини, 23 – 26 – йанвар күнлири шивейтсарийәниң давос шәһиридә чақирилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر