иран қайтидин сүнй һәмраһ қойуп беришкә тәййарлиқ қилмақта

иранниң суний һәмраһ қойуп бериш синиқи мәғлубийәткә учриғандин кейин, йәнә қайтидин сүний һәмраһ қойуп беришкә тәййарлиқ қилмақта.

1127795
иран қайтидин сүнй һәмраһ қойуп беришкә тәййарлиқ қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезиденти һәсән руһани иранниң сүний һәмраһ вә тошиғучи ракета йасашта муһим илгириләшләрни қолға кәлтүргәнликини, келәр ай йеңи бир сүний һәмраһни қойуп беришкә тәййарлиқ қилғанлиқини ейтти.

һәсән руһани пайтәхт теһранда өткүзүлгән министирлар кеңиши йиғинида, сәйшәнбә күни (8-йанвар) қойуп берилгән, бирақ орбитаға кирәлмигән «пәйам» намлиқ сүний һәмраһ үстидә тохталди.

һәсән руһани: «кичик мәғлубиәтләргә учриған болсақму, әмма муһим илгириләшләрни қолға кәлтүрдуқ. кичик мәсилиләр алдимиздики айда һәл қилиниду вә биз йеңидин бирни қойуп беришкә тәййармиз» деди.

иранниң сүний һәмраһ вә тошиғучи ракета йасашта муһим тәҗрибиләргә игә болғалиқини тәкитләнгән руһани: «бу техника, йеза игилики, муһит вә орманларға алақидар мәлуматлар җәһәттә зор әһмийәткә игә вә биз бу ишни чоқум давамлаштуримиз» деди.

америка ташқи ишлар министири майк помпейо иранниң сүниий һәмраһ қойуп бериш үчүн ишләткән ракеталардики техникиниң қитәләрара башқурулидиған бомба техникиси билән охшаш икәнликини илгири сүрүп, 3йанварда иран һөкүмитини сүний һәмраһ қойуп бериштин тартип, барлиқ балистик башқурулидиған бомба паалийәтлирини тохтитишқа чақириқ қилған иди.

иран сәйшәнбә күни «пәйам» намлиқ өзи йасиған бир сүний һәмраһни қойуп бәргән, орбитаға оңушлуқ кирәлмигән иди. 

иран учур  техника ишлири министири муһәммәд җәвад азәри җәһроми пат йеқинда «достлуқ» намлиқ йеңи бир сүний һәмраһниң қойуп берилидиғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر