мүнбичтики партлашта нурғун америка әскири йаридар болди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к ниң ишғалийити астидики сүрийәниң мүнбич районида америка әскәрлири чарлаш елип бериватқан пәйттә партлаш йүз бәрди.

1127004
мүнбичтики партлашта нурғун америка әскири йаридар болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик мәнбәләрниң билдүришичә, сәвәби ениқ болмиған мәзкур партлашта нурғун америка әскири йаридар болған. америка армийәси тик учар айропиланлар билән әскәрлирини райондин йөткигән.

кимниң вә немә учун қилғанлиқи техи ениқлимиған партлашта өлгәнләрниңму барлиқи билдүрүлди.

һәләбкә қарашлиқ мүнбич наһийәси 2016йили авғуст ейидин буйан террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к ниң ишғалийити астида турмақта.

америка районни даштин тазилиғандин кейин й п г/ п к к ниң бу йәрдин чекиндүрүлидиғанлиқи һәққидә түркийәгә вәдә бәргән иди. бирақ узундин буйан бу вәдә әмәлгә ашурулмиди.

түркийә билән америка ийун ейида мүнбич мәслисиниң кәлгүси йол хәритиси үстидә келишим һасил қилған иди.

пилан даирисидә түркийә билән америка наһийәдә ортақ чарлаш елип беришни давамлаштурмақта. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر