америка сүрийәдин бир қисим һәрбий әслиһәлирини қайтуруп кетишкә башлиди

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи сүрийәдики бир қисим һәрбий әслиһәлирини қайтурп кетишкә башлиғанлиқини җакарлиди.

1123824
америка сүрийәдин бир қисим һәрбий әслиһәлирини қайтуруп кетишкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқиниң исмини ашкарилашни халимиған бир әмәлдари, һәрбий һәрикәт әндишилири сәвәбидин қайтуруп кетилишкә башлиған һәрбий әслиһәләрниң түри вә орни һәққидә мәлумат бәрмиди.

америкиниң «‹ CNN › телевизийә қанили» болса, америка қошма иштатлири мәркизий қомананлиқ иштабиниң һәрбий әслиһәләрни қайтуруп кетиштә ишлитилидиған парахот вә айропиланларниң бәлгиләп чиқилғанлиқини илгири сүрди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң 2018 – йили 19 – декабир күнидики қараридин кейин, америка әскәрлириниң сүрийәдин әскәр чекиндүрүш басқучи башланғаниди. трампниң бу қарари дөләт мудапиә министири җәймс маттисниң вәзиписидин истепа беришигә сәвәб болғаниди.

маттис 1 – йанвар күни вәзиписидин истепа бериштин бирқанчә күн бурун америка армийәсигә чекиниш тоғрулуқ буйруқ чүшүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر