талибан билән америка әрәб бирләшмә хәлипиликидә сөһбәт өткүзди

талибан тәшкилати вәкиллири билән америкилиқ әмәлдарлар 17 йиллиқ афғанистан урушиға хатимә бериш мәқситидә әрәб бирләшмә хәлипиликидә сөһбәт өткүзди.

1109024
талибан билән америка әрәб бирләшмә хәлипиликидә сөһбәт өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан байанатчиси зәбиһуллаһ муҗаһид тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, талибан вәкиллири билән америкилиқ әмәлдарларниң түнүгүн өткүзгән сөһбитигә сәуди әрәбистан, пакистан вә әрәб бирләшмә хәлипиликиниң вәкиллириниңму иштирак қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, сөһбәт җәрйанида америка қошма иштатлириниң афғанистандин чекиниши вә дөләттә тинчлиқ орнитиш мәсилисиниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди вә сөһбәтләрниң давамлишидиғанлиқи әскәртилди.

йәнә бир тәрәптин афғанистан пирезидентлиқ мәһкимисиму байанат елан қилип, талибан билән афғанистан һөкүмити арисидики тинчлиқ орнитиш сөһбәтлириниң әң қисқа вақит ичидә башлинидиғанлиқини уқтурди.

байанатта, сөһбәтләргә йетәкчилик қилидиған абдуссалам раһими башчилиқидики афғанистан һәйитиниң әрәб бирләшмә хәлипиликигә кәткәнлики тәкитләнди.

талибан вәкиллири билән америкилиқ әмәлдарлар өктәбир ейида қатарда сөһбәт өткүзгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر