суданда 24 миңдин адәмниң өй - маканидин айрилип қалғанлиқи билдүрүлди

суданниң җәнубида һөкүмәт күчлири билән исйанчилар арисида йүз бәргән тоқунушлар түпәйли 2018 - йили өй – маканлирини тәрк қилғанлар сани 24 миңға йәтти.

1108593
суданда 24 миңдин адәмниң өй - маканидин айрилип қалғанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң судандики инсаний йардәм кординатсийә ишханисиниң доклатида, бу санниң 2017 – йили 10 миң, 2016 – йили болса, 152 миң икәнлики әскәртилди.

дөләт миқйасида 5 милйон 500 миң әтрапида адәмниң инсаний йардәмгә моһтаҗ икәнлики билдүрүлгән доклатта, буларниң 1 милйон 200 миңиниң мусапирлар икәнлики қәйт қилинди.

дарфур районида 2003 – йилидин буйан һөкүмәт күчлири билән исйанчилар арисида тоқунушлар йүз бәрмәктә. б д т ниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, тоқунушларда 300 миң әтрапида адәм җенидин айрилған, икки йерим милйон әтрапида адәм өй – маканлиридин айрилип қалған.

җәнубий судан чеграсидики җәнубий кордофан вә мави нил өлкилиридиму 2011 – йилидин буйан һөкүмәт күчлири билән исйанчилар арисида йүз бәргән тоқунушлар 1 милйон 200 әтрапида адәмгә зийан йәткүзди.

судан хәлқ азадлиқ һәрикити – шимал тәшкилати, 2011 – йилидин буйан җәнубий кордофан вә мави нил өлкилириниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш үчүн күрәш қилмақта.


خەتكۈچ: #судан , #уруш

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر