нәнсий пелосиниң рийадқа қарши қәдәм ташлайдиғанлиқи илгири сүрүлди

нәнсий пелосиниң, вәзипини өткүзүп алар – алмайла сәуди әрәбистанға қарши қануний қәдәмләрни ташлаш тоғрисида бесимға дуч кәлгәнлики илгири сүрүлди.

1108587
нәнсий пелосиниң рийадқа қарши қәдәм ташлайдиғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири авам палатасиниң башлиқлиқ вәзиписини өткүзүвелиш алдида туруватқан демократчи қанатниң калифорнийә парламент әзаси нәнсий пелосиниң, вәзипини өткүзүп алар – алмайла сәуди әрәбистанға қарши қануний қәдәмләрни ташлаш тоғрисида бесим ишлитилгәнлики илгири сүрүлди.

6 – нойабирдики ара сайламда америка авам палатасида үстүнлүкни игилигән демократчи қанат, йанвар ейида вәзипә өтәшни башлайдиған нәнсий пелосидин рийадқа қарши бир қатар қәдәмләрни ташлишини күтмәктә.

америкида чиқидиған «» гезитиниң хәвәр қилишичә, демократчи парламент әзалири, биринчи болуп америкиниң йәмәндә сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчләргә қиливатқан йардиминиң тохтитилиши үчүн палатаниң мақуллуқидин өткән қанун лайиһәсини тәстиқлашни пиланлимақта.

пелосиму, партийәсидә йәмән мәсилисини музакирә қилиш истикиниң барлиқини, өзиниң бу мәсилини алдинқи қатардики ишлириниң арисиға киргүзгәнликини билдүргәниди.

у йәнә, 2018 – йили 2 – өктәбир сәйшәнбә күни сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулханисида вәһшийләрчә қәтл қилинған журналист җәмал қашиқҗи җинайитидә рол ойниғанлиқиға алақидар дәлилләрни көргәндин кейин, сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлманға җаза йүргүзүш йолида ташлинидиған қәдәмләрни қоллайдиғанлиқиниму қәйт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر