гиретсийәниң «SKAI» телевизийә қанили бинаси бомба һуҗумиға учриди

гиретсийәниң «SKAI» телевизийә қанили бинасиға қилинған саәтлик бомба һуҗумида бина маддий зийанға учриди.

1108130
гиретсийәниң «SKAI» телевизийә қанили бинаси бомба һуҗумиға учриди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: вәқәдин 45 минут илгири башқа бир телевизийә қанил вә хәвәр бетигә бу һәқтә учур йолланғанлиқи билдүрүлди.

учурға бинаән һәрикәткә өткән гиретсийә сақчилири «SKAI» телевизийә қанили бинасини бошатти.

бинаниң алдидики посидонос кочисини қатнаштин тохтитип, районни бихәтәрлик чәмбиригә алди.

партлаш әтрапта вақитлиқ әндишә йаратти. вәқәдә адәм өлүш йаки йаридар болуш һадисиси көрүлмиди.

гиретсийәдә радикал солчиларниң пат - пат һуҗум қилиш вәқәлирини туғдуруп туридиғанлиқи мәлум. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر