малайшийадики өктичи партийәдин нурғун парламент әзаси истепа бәрди

малайшийадики өктичи партийә болған бирләшкән малай мәмликәтлик партийәсидин нурғун парламент әзаси айрилип чиқти.

1106954
малайшийадики өктичи партийәдин нурғун парламент әзаси истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: малайшийада өктичи партийә болған бирләшкән малай мәмликәтлик бирләшмиси партийәсидин 6 парламент әзаси айрилип чиқти.

малайшийа таратқулирида бу һәқтә чиққан хәвәрләрдә, сабиқ сода министири һәмзә зәйнудин болуп 6 парламент әзасиниң бүгүн партийәсидин айрилип чиққанлиқлирини җакарлиғанлиқи билдүрүлди.  

мустәқил һалда паалийәт елип баридиғанлиқлирини билдүрүшкән парламент әзалири, бирләшмә һөкүмәттики партийәләрдин биригә қошулуп кетидиғанлиқлирини ейтишти.

чаршәнбә күниму малай мәмликәтлик бирләшмиси партийәсиниң сабаһ өлкисидин сайланған 5 парламент әзаси, 2 алий палата әзаси, 9 өлкә мәҗлиси әзаси вә партийәниң сабаһ өлкилик тармақ шөбисиниң 21 мәсули истепа бәргәниди.

баш министир мәһәтһир муһәммәд малай мәмликәтлик бирләшмә партийәсидин айрилип чиққан парламент әзалирини қобул қилидиғанлиқиниң сигналини бәрди.

сайламдики мәғлубийитидин кейин техиму аҗизлап кетидиғанлиқи тәхмин қилиниватқан малай мәмликәтлик бирләшмә партийәсидин, сабиқ хәлқара сода вә санаәт минстири мустапа муһәммәд сентәбирдә вәзиписидин истепа берип малайшийа бирләшмә йәрлик партийәсигә қошулуп кәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر