мей партийәсиниң қоллишиға еришти

әнглийә баш вәзири тиреса мей консерватиплар партийәсидики ишәнч авазиға еришиштә, 117 гә қарши 200 беләт билән ғәлибә қилди.

1106053
мей партийәсиниң қоллишиға еришти

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш вәзири тиреса мейниң консерватиплар партийәси ичидә 200 ишәнч белитигә еришиши билән, униңдин 12 ай бойичә ишәнч белитиниң тәләп қилинмайдиғанлиқи билдүрүлди.

консерватиплар партийәсидики йавропа иттипақидин чиқип кетишни қаттиқ қоллайдиғанлар тәшкил қилған йавропа тәтқиқат гурупписиниң башчилиқида топланған ишәнчсизлик мәктублириниң 48 дин ешиши билән, ишәнч белити ташлаш қарар қилинған болуп, түнүгүн (12-декабир) беләт ташланған иди.

баш вәзир тиреса мей партийәсиниң ишәнч авазиға еришкәндин кейин, сөз қилип: «йеңи ишәнчим бар. у болсиму: хәлқим беләт ташлиған йавропа иттипақидин чекинишни әмәлгә ашуруш вә дөләтни қайтидин иттипақлаштуридиған һәммә кишигә пайдилиқ хизмәтләрни капаләткә игә қилиштур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر