һиндистаниң пән – тәтқиқат институтида партлаш йүз бәрди

һиндистанда «бир пән – тәтқиқат институтиниң лабораторийисидә йүз бәргән партлашта, бир тәтқиқатчи һайатидин айрилип, үч тәтқиқатчи еғир йаридар болди.

1101733
һиндистаниң пән – тәтқиқат институтида партлаш йүз бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан мәтбуатлирида елан қилинған хәвәрләргә асасланғанда, баңгалор шәһиридики илим пән, техника инсититутиниң авеатсийә вә аләм қатниши инженерлиқ шөбисидики һава динамики лабораторийәсидә түнүгүн чүш вақтида партлаш йүз бәргән.

сақчилар лабораторийәдики бир тәтқиқат җәрйанида, «һиндоген газ күпи партлап кетиш сәвәбидин мәйданға кәлгән болуш еһтимали бар» дәп қариливатқан вәқәдә, 1 тәтқиқатчиниң өлгәнликини вә 3 тәтқиқатчиниң йаридар болғанлиқини билдүрди. 

сақчилар партлашниң интайин күчлүк болғанлиқини вә лабораторийәдики үскүниләрниң пүтүнләй зийанға учриғанлиқини билдүрди. 

партлашниң тәсиридә 8 метир узақлиққа берип чүшкән тәтқиқатчиниң һайатидин айриғанлиқи, бәдинини көйүк вә сунуқлар қаплап кәткәнлики, қалған тәтқиқатчиларниң дохтурханида балнетсқа елинғанлиқи қәйт қилинди.

әдлийә дохтурлириниң партлашниң сәвибини тәкшүриватқанлиқи әскәртилди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر