вәлиәһди шаһзадә чәт әл зийаритигә чиқиду

сәуди әрәбистан вәлиәһди шаһзадиси муһәммәд бин сәлман журналист җәмал қашиқчиниң 2-өктәбирдики өлүмидин кейин, тунҗи чәт әл зийаритини башлиди.

1093498
вәлиәһди шаһзадә чәт әл зийаритигә чиқиду

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан агентлиқи с п а (SPA) ниң хәвиридә билдүрүлишичә, падишаһлиқ дивани байанат елан қилип, вәлиәһди шаһзадә бин сәлманниң бәзи әрәб дөләтлирини зийарәт қилиш сәпиригә атланғанлиқини билдүргән.

байанатта қәйт қилинишичә, вәлиәһди шаһзадиниң зийарити падишаһ сәлман бин абдуләзизниң пәрмани билән, дөләтниң районлуқ вә хәлқаралиқ мунасивәтлирини күчәйтиш мәқситидә әмәлгә ашурулидикән.

байанатта, вәлиәһди шаһзадиниң қайси дөләтләрни зийарәт қилидиғанлиқи тоғрисида мәлумат берилмиди, бирақ сәуди әрәбистанниң әл әрәбиййә телевизийәси бин сәлман зийаритиниң биринчи бекитиниң әрәб бирләшмә хәлипилики икәнликини билдүрди.

сәуди әрәбистан енергийә министири халид абдуләзиз әл фатиһ сәйшәнбә (20-нойабир) күни байанат елан қилп, вәлиәһди шаһзадиниң чәт әл зийарити даирисидә, 30-нойабирдин 1-декабирғичә аргентинада өткүзүлидиған G-20 дөләт гуруһи йиғиниға қатнишидиғанлиқини қәйт қилған. әмма, уму шаһзадиниң аргентинадин башқа қайси дөләтләрни зийарәт қилидиғанлиқи һәққидә мәлумат бәрмигән иди.

вәлиәһди шаһзадиниң бу қетимқи зийарити 2-өктәбир сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқчиниң той рәсмийитини беҗириш үчүн барған истанбулдики сәуди әрәбистан консулханисида өлтүрүлгәндин кейинки тунҗи чәт әл зийарити болуп һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر