трамп дунйаниң башқа җайлиридики мутиһәмләрни җасарәтләндүрүватиду

америкада чиқидиған нийу йорк таймес (New York Times) гезити мақалә елан қилип, җәмал қашиқчи җинайитидә сәуди әрәбистан һөкүмитини қоллиғанлиқини тәнқид қилди.

1092769
трамп дунйаниң башқа җайлиридики мутиһәмләрни җасарәтләндүрүватиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка чиқидиған нийу йорк таймес гезити пирезидент доналд трампни «җәмал қашиқчи җинайитидә мәркизий ахбарат идариси (CIA) ниң хуласисини вә американиң мәниви қиммәт өлчәмлирини нәзәрдин сақит қилип, сәуди әрәбистанниң дегәнлирини етибарған алғанлиқи» ни тәнқид қилди.

гезиттә елан қилинған «трамп сәуди әрәбистанниң мәниви өлчәмлирини қоғдайду» сәрләвһилик мақалидә, җәмал қашиқчи җинайитигә мунасивәтлик һалда трампниң позитсийәси үстидә тохталди.

мақалидә, трампниң 19-нойабир елан қилған йазма байанатиға қаритилған һалда: «қарайдиған болсақ, трамп җәмал қашиқчиниң өлтүрүлүшиниң қанчилик хата болуши вә җавабкарниң ким болушидин қәтийнәзәр, сәуди әрәбистанни қоллайдиғанлиқини ейтқан болди» дейилди.

трампниң байанатида дейилгән «дунйа наһайити хәтәрлик җай» дегән ибаригә алаһидә орун аҗритилған мақалидә: «трамп сәуди әрәбистан йаки башқа җайлардики мутиһәмләрни җасарәтләндүрүп, дунйани техиму хәтәрлик йәргә айландуруватиду» дейилди.

мақалидә, трампниң сәуди әрәбистан билән болған мунасивәтлириниң сода характерлик икәнлики илгири сүрүлди.

адаләтниң намайан қилиниши үчүн җәмал қашиқчи җинайитиниң барлиқ тәпсилатлириниң ашкарилиниши керәклики қәйт қилинған мақалиниң ахирида, мундақ дейилди:

«сәуди әрәбистандики һечкимниң, йәни мундақчә ейтқанда, вәлиәһди шаһзадә болсиму қилған-әткәнлириниң җавабини бериштин өзини қачуралмаслиқи лазим.»

2018-йил 2-өктәбир истанбулдики сәуди әрәбистан консулханиси рәсмийәт үчүн барған җәмал қашиқчи вәһшийләрчә өлтүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر