могерини йавропа армийәси қурулидиғанлиқи тоғрисидики хәвәрләргә изаһат бәрди

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасәтлири алий вәкили федерика могерини, «йавропа армийәси қурушқа тиришмайватимиз» деди.

1092163
могерини йавропа армийәси қурулидиғанлиқи тоғрисидики хәвәрләргә изаһат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: федерика могерини, белгийәниң пайтәхти бирйусселда йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң мудапиә министирлирини өзара учраштурған йавропа иттипақи ташқи ишлар кеңишидин кейин мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, иттипақниң мудапиә саһәсидә ташлиған қәдәмлири тоғрисида тохталди.

йавропа иттипақиниң мудапиә саһәсидә ташлиған қәдәмлириниң нато билән толуқ мас икәнликини билдүргән могерини, иттипақниң әза дөләтләрниң мудапиә саһәсидики селинмилиридин техиму үнүмлүк пайдилинишиға башламчилиқ қиливатқанлиқини ейтти.

әза дөләтләрниң миллий армийәлиригә мунасивәтлик барлиқ игилик һоқуқлириниң шу дөләтләрниң қолида болидиғанлиқини билдүргән могерини,  йавропа иттипақиниң, әза дөләтләрниң мудапиә саһәсидики қабилийәт пәрқлирини азайтишни нишан қиливатқанлиқини әскәртти.

у, йавропа иттипақиниң бир һәрбий әмәсликини вә буниңдин кейинму ундақ болмайдиғанлиқини тәкитләп, « йавропа армийәси қурушқа тиришмайватимиз, бу йәрдә һечким йавропа армийәси һәққидә гәп қилмиди. әза дөләтләрниң район вә дунйада техиму күчлүк рәвиштә хәвпсизликни капаләткә игә қилалайдиған актийор болуши үчүн мәбләғ селиватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر