булғарийәдә һөкүмәткә қарши кәң көләмлик намайиш өткүзүлди

булғарийәдә хәлқ турмуш сәвийәсиниң төвәнлики сәвәбидин һөкүмәткә қарши намайиш өткүзди.

1090271
булғарийәдә һөкүмәткә қарши кәң көләмлик намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: булғарийәдә һөкүмәткә қарши өткүзүливатқан намайишлар түпәйли, чегра еғизлири вә бәзи ташйоллар қатнашқа тосуветилди.

пайтәхт софийә вә бәзи чоң шәһәрләрдә өткүзүлгән намайишларға қатнашқанлар, йавропа иттипақиниң әң намрат әзаси болған булғарийәдә хәлқниң турмуш сәвийәсиниң төвәнлики сәвәбидин һөкүмәткә наразилиқ билдүрди.

иҗтимаий таратқулар арқилиқ тәшкилләнгән намайишчилар, ғол ташйолларниң муһим еғизлирини қатнашқа тосувалди.

ички ишлар министирлиқи намайишчиларни бесииқтуруш үчүн 4000дин артуқ сақчи аҗратти.

хәвпсизлик хадимлири намайишчиларниң ғол ташйолларни тосвелишиға қарита, башқа җайлардики ташйолларниң қатнишини рәткә салди.

намайишчилар бир айдин буйан һәр һәптә ахири өткүзүп келиватқан намайишларни буниңдин кейинму давамлаштуридиғанлиқлирини билдүрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر