америка палатаси сәуди әрәбистанға қорал - йарағ ембаргоси қарарнамиси һазирлиди

америка қошма иштатлири палатасида җамал қашиқчи суйиқәсти тоғрулуқ сәуди әрәбистанға қорал - йарағ сетишни тохтитишни өз ичигә алған бирқатар ембарголарни йүргүзүш мәзмун қилинған йеңи қарарнамә һазирланди.

1089329
америка палатаси сәуди әрәбистанға қорал - йарағ ембаргоси қарарнамиси һазирлиди

түркийә авази радийоси хәвири: нийу җерсей палата әзаси демократ боб менендез билән индиана палата әзаси җумһурийәтчи тод йоң башчилиқида һазирланған қарарнамини, җумһурийәтчи палата әзаси линдсей граһам вә сусан колинс билән демократ палата әзалиридин  җак ред вә җеанне шаһенму қоллиди.

менендез, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, америка қошма иштатлири һөкүмитиниң җамал қашиқчи суйиқәстти тоғрулуқ сәуди әрәбистан даирилиридин 17 нәпәр кишигила ембарго йүргүзүниң йетәрлик әмәсликини, шуңа сәуди әрәбистанға йеңи ембарголарни йүргүзүшниң зөрүрлүкини тәкитләп мундақ деди: «җамал қашиқчи җинайити очуқ - ашкара вә қобул қилғили болидиған шәкилдә тәкшүрүлүши керәк. бу қарарнамә арқилиқ, дөләт мәҗлиси кишилик һоқуққа қанчилик дәриҗидә риайә қлидиғанлиқини йәнә бир қетим намайән қилди. сәуди әрәбистан йәмәндә урушни давамлаштуруватиду. мәҗлисимиз йәмәндә тоқунушларға дәрһал хатимә берилишини тәләп қилиду.»

йоң бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «бу қарарнамә сайисида, йәмәндики барлиқ тәрәпләргә, тоқунушларниң техиму еғир инсаний тирагедийәләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини билдүрүш һәмдә уларни ички урушиқа хатимә бериш мәқситидә сөһбәт үстилигә олтуруғузушта муһим рол ойниши мумкин.»

мәлуматларға қариғанда, бу қарарнамидә, америка қошма иштатлириниң сәуди әрәбистанға вәдә қилған барлиқ қорал – йарағларни сетишни тохтитиши, бу даиридә оқ - дора, бомба, башқурулидиған бомба, уруш айропиланлири, танка вә қораллиқ аптомобилларни сетип беришни тохтитиши тәләп қилинидикән. шуниң билән бир вақитта, қарарнамә,  америка қошма иштатлириниң йәмәндики сәуди әрәбистанға аит уруш айропиланлириға  йеқилғу беришни мәний қилишни, йәмәнгә инсанпәрвәрлик йардәмләрниң киришигә тосалғу болғанларға, җамал қашиқчиниң өлтүрүлүши билән четишлиқи бар барлиқ кишиләргә  ембарго йүргүзүшни, сәуди әрәбистанниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә дөләт мәҗлисигә доклат сунушни  мәзмун қилидикән.  

бу қарарнаминиң қанунлишиши үчүн, қарарнамә алди билән һәм дөләт мәҗлиси омумий кеңишиниң һәм авам палатасиниң тәстиқишидин өтүши керәк икән.

сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқчи 2 – өктәбир күни өйлинишкә алақидар рәсмийәтлирини беҗириш үчүн барған сәуди әрәбистанниң истанбулдики баш консулханисида вәһшийләрчә өлтүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر