йапонийә баш министири абе австралийәдә зийарәттә болмақта

йапонийә баш министири шинзо абе, 2-дунйа уруши мәзгилидә йапон қисимлири тәрипидин бомбардиман қилинған австралийәниң дарвин шәһиридә зийарәттә болмақта.

1089315
йапонийә баш министири абе австралийәдә зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә баш министири шинзо абе, 2-дунйа уруши мәзгилидә йапон қисимлири тәрипидин бомбардиман қилинған австралийәниң дарвин шәһиридики хатирә мунариға гүл чәмбәрәк қойди.

австралийәдә зийарәттә боливатқан шинзо абе, мәнсәбдеши скот моррисон билән астралийәниң шималиға җайлашқан дарвин шәһиригә келип, бу шәһәрни зийарәт қилған тунҗи йапонийәдә баш министири болди.  

дарвиндики уруш хатирә мунариға гүл чәмбәрәк қойған шизо абе сөз қилип, һинди окйан билән тинч окйанни туташтуридиған дарвин шәһириниң, һинди окйанниң муқимлиқида муһим истратегийәлик җай икәнликини әскәртип, баш министир моррисон билән икки дөләт оттурисидики истратегийәлик мунасивәтни күчәйтиш мәсилисидә бирдәклик һасил қилғанлиқлирини билдүрди.   

шинзо абе йапонийә вә австралийәниң шәрқий җәнубий асийа вә тинч окйанға җайлашқан арал дөләтләрдики бихәтәрлик лайиһәлиригә йардәм қилиш үчүн һәмкарлиқ орнитиш үчүн келишкәнликлириниму ейтти.

австралийә баш министири моррисонму шинзо абениң зийаритиниң әһмийити үстидә тохтилип, икки дөләтниң җәнубий хитай деңизидики ихтилапларниң хәлқара қанун бойичә һәл қилиниши үчүн күч чиқиридиғанлиқини вә районниң вәзийитини кәскинләштүридиған һәр қандақ һәрикәт йаки қилмишқа изчил қарши чиқип келиватқанлиқини әскәртти.

шинзо абе билән моррисон икки дөләт оттурисида мудапиә саһәсидә түзүлгән келишимниң бурунрақ нәтиҗә беришини шундақла корейә йерим арилиниң йадро қораллиридин тазилинишини үмид қилидиғанлиқлирини бирдәк тәкитләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر