йиллиқ 100 йавро төләп, тунҗи аләм бошлуқи дөлити «Asgardia» ниң пуқраси болушни халамсиз?

тунҗи аләм бошлуқи дөлити «Asgardia» ға түркийәдин 40 миң киши пуқралиққа өтти.

1087916
йиллиқ 100 йавро төләп, тунҗи аләм бошлуқи дөлити «Asgardia» ниң пуқраси болушни халамсиз?

түркийә авази радийоси хәвири: инсанлар тәрипидин қурулған тарихтики тунҗи аләм бошлуқи җумһурийити «Asgardia» дөлитиниң йәр йүзидики башқа дөләтләрниң чәклимилиридин азад, әркин бир муһит йаритип берилидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. 

тарихта тунҗи қетим қурулған аләм бошлуқи җумһурийити «Asgardia» дөлити буниңдин кейин пуқралириниң йиллиқ пуқралиқ бәдили төлиши керәкликини тәләп қилди.

аләм бошлуқи дөлити «Asgardia» ниң пуқралиқ қануниға рәсмий өзгәртиш киргүзүлди.

бу өзгәртишләр нәтиҗисидә, «Asgardia» пуқралири, буниңдин кейин пуқралиқ һәқ һоқуқини давамлаштуруш үчүн йиллиқ 100 йавро бәдәл төләйду.

 тунҗи аләм бошлуқи дөлити «Asgardia» парламенти башлиқи лембит өпек, бу қарарниң парламент тәрипидин асаслиқ көп санлиқниң аваз бериши билән мақулланғанлиқини билдүрди.

қарарға бинаән, «Asgardia» пуқралиқиға йеңи илтимас қилидиған кишиләр, тәләп сунған 30 күн ичидә пуқралиқ һәққини төлиши лазим.

һазириқи чағда «Asgardia» пуқралиқиға өтүп болған кишиләр йиллиқ пуқралиқ бәдилини халиған чағда төлисә болиду.

2016йили 12өктәбирдин 2018йили 1 - өктәбиргичә болған арилиқта аләм бошлуқи җумһурийити «Asgardia» дөлитиниң тәрәққийати үчүн халисанә йардәмдә болған пуқралардин 2019йилиғичә пуқралиқ бәдили кәчүрүм қилиниду.

пуқралиқ бәдилини төләшни рәт қилғучиларниң болса, пуқралиқи тоңлитип қойилиду.

тунҗи аләм бошлуқи дөлити «Asgardia» әзәрбәйҗанлиқ пән тәтқиқат алими игор ашурбәйли тәрипидин 2016йили қурулған иди.

бу дөләткә искандинавийә метоологийәсидә қәйт қилинған тәңри уд һөкүмранлиқидики «Asgard» дин илһам елип, «Asgardia» дәп исим қойулған.

ийун ейида әзәрбәйҗанлиқ пән тәтқиқат алими ашурбәйли «Asgardia» дөлитиниң рәсмий пирезидентлиқиға сайланди.

инсанлар тәрипидин қурулған тунҗи аләм бошлуқи җумһурийити «Asgardia» дөлитиниң йәр йүзидики башқа дөләтләрниң чәклимилиридин азад, әркин бир муһит йаритип беридиғанлиқи илгири сүрүлгән иди. 

бу дөләткә түркийәдин 40 миң киши пуқралиққа өтүп, тизимликниң алинқи қатаридин орун алди.

түркийәдин қалсила әң көп пуқралиққа өтүп нисбити бойичә америка иккинчи, һиндистан үчинчи вә хитай төтинҗи болди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر