йәмәнниң һудәйдә шәһиридә йәмән армийәси үстүнлүккә еришти

йәмәнниң һудәйдә шәһирдә йәмән армийәси шиә һусийларға қарши һәрбий һәрикәт қозғап, бир нәччә җайни қайтурувалди.

1085979
йәмәнниң һудәйдә шәһиридә йәмән армийәси үстүнлүккә еришти

түркийә авази радийоси хәвири:йәмәнниң һудәйдә шәһиридә изчил илгириватқан йәмән армийәси, шәһәрдики бир нәччә җайни қайтуруп алди.

йәмән армийәсигә тәвә « 26 хәвәр.нет»исимлик тор бетиниң йәмән армийәси 2-пийад қисми офестири әһмәд әл-җуһайлиниң мәлуматиға асасән бәргән хәвиридә, йәмән армийәсиниң һудәйдәниң әр-рабса райониға һәрбий һәрикәт қозғап бир нәччә җайни қайтуруп алғанлиқини билдүрди.

һәрбий һәрикәт әснасида қарши тәрәптин бир нәччә кишиниң өлгәнликини ейтқан җуһайли, йәмән армийәсиниң һудәйдә шәһириниң ички қисмиға қарап илгириватқанлиқини ейтти.

йәмән һөкүмәт армийәси һудәйдә шәһири вә портини шиә һусийлардин қайтуруп елиш үчүн, 13-ийунда сәуди әрәбистан башчилиқидики хәлқара иттипақдаш қисимлириниң йардими билән һәрбий һәрикәт қозғиди.

хәлқара иттипақдаш қисимлириму бу йил 17-сентәбирдә шәһәрни шиә һусийлардин қайтуруп елиш үчүн кәң көләмлик һәрбий қозғиғаниди.

б д т тәрипидин йәмәнниң вәзийити тоғрулуқ елан қилинған доклатта, йәмән нөвәттә дунйа бойичә әң еғир инсаний киризисқа дуч келиватқан икән.

ички урушта йәмәндә 15миңдин артуқ адәм өлүп йариланған болса, уруш түпәйли сәһийә саһәси вәйран болуп холера, диптери вә буниңға охшаш йуқумлуқ кесәлликләр кәң тарқалған.

узундин буйан сийасий муқимсизлиққа сәһнә боливатқан йәмәндә, шиә һусийлар 2014-йили сентәбирдин буйан пайтәхт сәна вә бәзи районларни тизгини астидә тутуп турмақта.

сәуди әрәбистан башчилиқидики хәлқара иттипақдаш қисимлири 2015-йили марттин буйан шиә һусийларға қарши йәмән һөкүмитини қоллап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر